раққада даешниң чаңгилидики нефит базилири бомбардиман қилинди

сүрийәниң раққа шәһиридә даешниң чаңгилидики нефит базилири хәлқара иттипақдаш қисимлири тәрипидин бомбардиман қилинди.

665535
раққада даешниң чаңгилидики нефит базилири бомбардиман қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири башчилиқида даешқа қарши тәшкилләнгән хәлқара иттипақдаш қисимлар, сүрийәниң раққа шәһирдә даешниң чаңгилидики нефит базилирини һуҗум нишани қилди.

армийә қоманданлиқ иштаби тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, иттипақдаш қисимларниң раққаға йеқин җайда террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, даешқа тәвә 11 йеқилғу машиниси, алтә нефит варили, үч нефит пишшиқлап ишләш машиниси, бир нефит искилати билән бирликтә, террорчилар тәрипидин ишлитилгән икки база, икки тунел билән бир бинаниң йоқ қилинғанлиқи вә райондики қатнаш йоллириниңму битчит қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, әл-баб районидиму даешниң үч базисиғиму һуҗум қилинғанлиқи әскәртилди.

буниңдин ташқири, ийорданийә армийәси сүрийәниң җәнубида террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә  базиларниң бомбардиман қилинғанлиқини уқтурди.

ийорданийә хәвәр агентлиқи петраниң хәвиригә қариғанда, уруш айропиланлири бомбардиман қилған йәрләр ичидә сүрийә армийәсигә тәвә болған, кейинчә даеш тәрипидин ишғал қилинивелинған бир һәрбий база билән қорал-йарағ искилатлири вә тәшкилатқа тәвә қоналғуларниң барлиқи, шундақла бомбардиманлар әснасида нурғун террорчиниң өлгәнлики вә йариланғанлиқи билдүрүлгән болсиму, сан һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.

хәвәрдә һәрбий һәрикәтләрниң даеш базилирини йоқ қилиш мәқситидә елип берилғанлиқи қәйт қилинди.

ийорданийә армийәси хәлқара иттипақдаш қисимлири билән һәмкарлиқ ичидә һәрикәт қилип сүрийә вә ирақта даешқа қарши һавадин һәрбий һәрикәт елип бармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر