чағанда етилдақ вә салйотлар 39 адәмниң җениға замин болди

хитайда чаған мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш паалийәтлиридә етилдақ вә салйотлар 39 адәмниң җениға замин болди.

665461
чағанда етилдақ вә салйотлар 39 адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда «баһар байрими»мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш паалийәтлири әснасида партилтилған етилдақ вә салйотлар сәвәб болған от апәтлиридә 39 адәм өлди.

хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң билдүрүшичә, 27-йанвардин 2-февралғичә болған бир һәптилик баһар байрими җәрйанида, мәмликәт миқийасида 13796 җайда от апити йүз бәргән болуп, бу апәтләрдә 39 адәм өлгән.

сақчиларниң сода-сетиқ мәркәзлири, ибадәтханилар, мәйданлар вә йәрмәнкиләрниң бихәтәрлик назаритини күчәйтиши нәтиҗисидә, өлгәнләрниң сани бултурқиға селиштурғанда %26.4, от апитиниң сани %11.8 азайған.

әнәниви һайван калиндариға асасланғанда, «маймун йили»ни кәйнидә қалдуруп «хораз йили»ға киргән хитайда, йеңи йилни тәбрикләш паалийәтлиридә етилдақ вә салйотларни партилтишниң «йаман роһларни қоғлайдиғанлиқи»ға ишилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر