иран: америка ширкәтлири вә карханичилириға ембарго йүргүзүлиду

иран америка ширкәтлири вә карханичилириға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини уқтурди.

665205
иран: америка ширкәтлири вә карханичилириға ембарго йүргүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «америкиниң иранға қаратқан қанунсиз паалийәтлиригә қарши җаваб қайтуруш мәқситидә райондики ашқун террорист гуруппиларға вә райондики мудапиәсиз инсанларға қарита җинайәт садир қиливатқан вә зулум селиватқан кишиләр йаки ширкәтләргә ембарго йүргүзүлиду. бу кишиләр вә ширкәтләрниң тизимлики вақти кәлгәндә елан қилиниду. ембарго йүргүзүшимизниң сәвәби؛ америкиниң иран йеқинда өткүзгән башқурулидиған бомба синиқини баһанә қилип, бәзи иран ширкәтлири вә карханичилириға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини җакарлиши вә иранлиқларниң америкиға киришини чәкләш қарарнамәсидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر