җумһур рәис әрдоғанниң русийәдә зийарәттә болуши күтүлмәктә

җумһур рәис әрдоғанниң русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүшүш үчүн март ейиниң башлирида русийәдә зийарәттә болуши күтүлмәктә.

665030
җумһур рәис әрдоғанниң русийәдә зийарәттә болуши күтүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң москва баш әлчиси һүсәйин дириөз русийә таратқулириниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, «җумһур рәис әрдоғанниң мартниң дәсләпки йеримида русийәдә зийарәттә болуши пиланламақта. бу зийарәт даирисидә русийә пирезиденти виладимир путин билән елип берилғуси көрүшүш икки рәһбәрниң йеқинқи 6 айдин буйанқи төтинчи қетимлиқ учришиши болуп һесаблиниду» деди.

учришишта, әрдоған билән путинниң икки дөләт мунасивәтлирини йәниму тәрәққий қилдуруш нишанини чөридигән һалда музакирә елип баридиғанлиқини әскәрткән дириөз, русийәниң түркийә пуқралириниң визисиз һайаһәт қилиш мәсилиси тоғрилиқму сөһбәт елип берилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш җәһәттин муһим болғанлиқи үчүн, зийарәт җәрйанида карханичилар вә сийасийонларниң русийәдә визисиз һайаһәт қилиш мәсилисини күнтәртипкә елип келимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر