астанадики сүрийә музакирлириниң әһмийити

қазақистанниң пайтәхти астанада 23-йанвардин 24-йанварғичә сүрийәниң нөвәттики вәзийити тоғрулуқ өткүзүлгән музакириләр тоғрисида...

660471
астанадики сүрийә музакирлириниң әһмийити

түркийә авази радийоси: қазақистанниң пайтәхти астанада 23-йанвардин 24-йанварғичә сүрийәниң нөвәттики вәзийити тоғрулуқ өткүзүлгән музакириләр мундақ алаһидиликләргә игә. биринчиси,  бәш йилдин буйан сүрийә һакимийитигә қарши күрәш қилип келиватқан қораллиқ өктичиләр билән сүрийә һөкүмити мәсуллири уруш тохтитиш вә узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн көрүшти. лекин сүрийә мәсилиси тоғрулуқ бурун җәнвәдә чақирилған йиғинларға пәқәт сүрийәлик сийасий өктичиларла қатнашқан болуп, уруш тохтитиш мәсилисидә зиддийәтлик һәрикәт қилғаниди. иккинчиси, сүрийәдә тәртип вә низам бәрпа болуш үчүн тинчлиқ тәләплири оттуриға қойулуп хели көп тиришчанлиқлар көрситилди, бу даиридә түркийә, иран вә русийә бирликтә һәрикәт қилди,башқа дөләтләрму қарап турмиди, бу һәқиқәтән йеңичә вә хошаллинарлиқ әһвал иди. йәнә бир муһим нуқта болса, хәлқара сийасәтниң әң муһим мәсилилиридин бири болған сүрийә мәсилиси астанада музакиригә қойулди,бу йәршари характерлик гиосийасий күч тәңпуңлиқиниң қайтидин шәкиллиниватқанлиқидин дерәк бериду.

астанадики музакириләргә сүрийәлик тәрәпләрдин башқа түркийә, русийә вә ирандин сирт бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәсуллириму қатнашти, америка болса көзәткүчи салаһийитидә орун алди. йавропа дөләтлири сүрийә мәсилилирини һәл қилиш музакирилири вә тиришчанлиқлириға сүкүт қилип кәлмәктә. сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә дунйаниң һазирқи әһвалини нәзәргә алсақ, сүрийә мәсилисиниң һазирқидәк басқучқа келиши чоң мувәппиқийәттур. бәш йилдин буйан давамлишип 300миң кишиниң паҗиәлик өлүп кетишигә, милйонларчә кишиниң йурт-маканлиридин айрилип өзгә йуртларға көчүшигә вә бир дөләтниң вәйран болушиға сәвәб болған уруш наһайәт тохтитилған болди. һәқиқәтән бу ишниң ройапқа чиқишида түркийә билән русийәниң сийасий вә дипломатик җәһәттин көрсәткән тиришчанлиқлири толиму муһим рол ойниди. бултур 15-декабирда һәләбниң тарқақлаштурулуши билән башлиған  сүрийә мәсилисини һәл қилиш җәрйани 30-декабирда сүрийәдә уруш тохтитишниң елан қилиниши билән нәтиҗилинип, астанада тинчлиқ үмидиниң ишикини қаққан иди.

түркийә һәләбтики тарқақлаштуруш хизмитини башлап сийасий вә дипломатик җәһәтләрдин зор хизмәтләрни елип бериш арқилиқ сүрийәдә тинчлиқ бәрпа қилиш нийитини толуқ намайән қилди. бу ирадисини бир тәрәптин п к к – п й д террорлуқ унсурлирини тинчлиқ музакирилиридин йирақлаштуруп намайән қилған болса, йәнә бир тәрәптин әл-бабтики һәрбий қисимлири билән өзиниң бихәтәрлики вә район бихәтәрликигә тутқан позитсийәсини очуқ билдүрди.

астанада икки күн давамлашқан музакириләр нәтиҗисидә түркийә, русийә вә иран қатарлиқ үч һамий дөләт хитабнамә елан қилди, хитабнамидә муну хусуслар орун алиду: биричниси, сүрийәниң земин пүтүнлүки, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиниң муәййәнләштүрүлүши. иккинчиси, сүрийә мәсилисиниң  пәқәт сийасий вә дипломатик йоллар биләнла һәл болуш тоғрисида бирдәклик. үчинчиси, уруш тохтитиш келишиминиң давамлишиши вә назарәт қилиниши үчүн йуқирида тилға елинған үч дөләт ичидә үч тәрәплик миханизма бәрпа қилиш. төтинчиси, қораллиқ өктичи гуруппиларниң җәнвәдә чақирилидиған йиғинға иштирак қилишиға күч чиқириштин ибарәт.

қисқиси, сүрийәдә тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн қазақистанниң пайтәити астанада учрашқан түркийә, русийә вә иран қатарлиқ дөләтләр сүрийәдики уруш тохтитш земинини күчәйтиш мәқситидә үч тәрәп миханизмиси шәкилләндүрди. йиғинниң ахирида «тәрәпләр сүрийәниң земин пүтүнлүки, бирлики, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиға садиқ икәнликлири»ни бирдәк елан  қилишти. бу әһвал  сүрийәдә обама һакимийити тәрипидин қурулуп қоллап келиниватқан п к к –п й д тәшкилати вә даешқа охшаш тәшкилатларға қарши икәнликлиридин дерәк бериду.

астанада һасил болған бу нәтиҗиләр даирисидә узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиш вә сийасий һәл қилиш чариси тепиш үчүн 8-февралда җәнвәдә қайтидин музакирә өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди. астана музакирилири җәнвә музакирилиригә сүрийәдә узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилишқа земин һазирлап бәрди. астанада терилған тинчлиқ уруқлири җәнвәдә мивә бериши мумкин. үмидниң йоқлиқиға һазирчә һечқандақ сәвәб йоқ. буниңға һазирчә қарар берәлмәймиз. навада җәнвәдә сүрийә мәсилисигә һәл қилиш чариси тепилса сүрийәдә 18 ай ичидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати назаритидә сайлам өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر