америка билән җәнубий корейә «шималий корейә» мәсилисидики қарашлирини ортақлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән җәнубий корейә мувәққәт пирезиденти хуаң кйоәнниң телефон сөһбитидә «шималий корейәниң тәһдитлиригә қарши зөрүр болған барлиқ тәдбирләрниң йолға қойулуши» тәкитләнди.

661795
америка билән җәнубий корейә «шималий корейә» мәсилисидики қарашлирини ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақ сарай тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, җәнубий корейә рәһбириниң трампниң вәзипигә өтәшкә башлиғанлиқи мунасивити билән телефон алғанлиқи, икки рәһбәрниң америка – җәнубий корейә мунасивәтлириниң күчлүклүкини өзара тәкитләп өткәнлики қәйт қилинди.

телефон сөһбитидә, трампниң, җәнубий корейәниң хәвпсизлики үчүн пүткүл һәрбий имканийәтләрни өз ичигә алған керәклик тәдбирләрни йолға қойидиғанлиқи һәққидә хуа кйоәнгә капаләт бәргәнлики ипадиләнди.

байанатта, «икки рәһбәр шималий корейә тәһдитигә қарши ортақ мудапиә имканийәтлириниң күчәйтилиши үчүн керәклик қәдәмләрни ташлаш бойичә бирдәклик һасил қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

буниңдин башқа, америка мудапиә министири җеймс маттисниң алдимиздики күнләрдә җәнубий корейәгә қаритидиған зийаритиниң икки дөләт арисидики мунасивәтләрниң муһимлиқиға әһмийәт берилидиғанлиқиниң намайәндиси икәнлики тәкитләнди.

мудапиә министирлиқи (пентагон) байанатчиси йүз беши җеф дейвис, маттисниң тунҗи чәт әл зийаритини җәнубий корейә билән йапонийәгә қаритидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر