16 иштатниң баш тәптиши трампниң қарарнамәсигә қарши қошма байанат елан қилди

америка қошма иштатлиридики 16 иштатниң баш тәптиши, пирезидент доналд трампниң қарарнамәсигә қарши қошма байанат елан қилди.

661747
16 иштатниң баш тәптиши трампниң қарарнамәсигә қарши қошма байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики 16 иштатниң баш тәптиши, пирезидент доналд трампниң 7 мусулман дөләт пуқралириниң америкиға киришини мәний қилған қарарнамәсигә қарши байанат елан қилди.

баш тәптишләр байанатида, «130 милйондин артуқ америкилиқ вә иштатлардики чәт әлликләрниң баш тәптишлири болуш сүпитимиз билән, пирезидент трампниң асасий қанун вә америка қошма иштатлири қиммәт – қарашлириға зит шундақла қанунсиз қарарнамәсини әйибләймиз» дегән ибариләрни ишләтти.

диний әркинликниң америкиниң асасий пиринсипи икәнлики алаһидә тәкитләнгән байанатта, һечбир пирезидентниң бу реаллиқни өзгәртәлмәйдиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, нийу йорк, вашингтон д.с, калифорнийә, пенсилванийә, массачусетс, һавай, виргинийә, орегон, коннектикат, вермонт, иллинос, нийу мексика, иова, маине, марйланд вә вашингтон иштатлириниң баш тәптишлириниң имзаси орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر