теһранниң вәзийити туйуқсиз җиддийлишип кәтти

иранниң пайтәхти теһранда учушқа чәкләнгән районға киргән бир учқучисиз айропилан етип чүшүрүветилди.

652806
теһранниң вәзийити туйуқсиз җиддийлишип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң пайтәхти теһранниң вәзийити туйуқсизла җиддийлишип кәтти.

теһран валийси учушқа чәкләнгән районға киргән бир учқучисиз айропиланниң етип чүшүрүветилгәнликини уқтурди.

билдүрүлүшичә, айропилан атарлар ишқа селинип, ракетамийот авазлири аңланған, хәлқ туйуқсиз йүз бәргән бу ишларниң тегигә йетиш үчүн өйлириниң өгзисигә чиқишқан.

алақидар мәсуллар учқучисиз айропиланниң кимгә тәвә икәнликиниң һазирчә ениқланмиғанлиқини билдүрүшти.

теһранда өткән айлардиму учушқа чәкләнгән районға йеқинлашқан бир учқучисиз айропилан етип чүшүрүветилгән болуп, кейин бу айропилан һөҗҗәтлик филим ишләйдиған бир телевизор әтритигә тәвә икәнлики оттуриға чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر