үч министир москва йиғинидин кейин ортақ байаннамә елан қилди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә иран ташқи ишлар министири җәвад зариф москва йиғинидин кейин сүрийә киризиси тоғрулуқ ортақ байаннамә елан қилди.

634791
үч министир москва йиғинидин кейин ортақ байаннамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байаннамидә, иран, русийә вә түркийәниң етник миллити, дини вә мәзһипи қандақ болушидин қәтийнәзәр сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи, бирлики вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқи, һәр үч тәрәпниң сүрийә киризисини һәрбий йоллар арқилиқ һәл қилиш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқи әскәртилди.

сүрийә киризисини һәл қилишта бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариға асасән көрситиватқан тиришчанлиқлириниң наһайти зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнгән байанатта, хәлқара җәмийәт москва йиғинида һасил қилинған бирдәкликниң алдидики тосалғуларни бикар қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақириқ қилинди.

байанатта мундақ дейилди: «түркийә, иран вә русийә шәрқий һәләбтин пуқралар вә қораллиқ өктичиләрни оңушлуқ һалда йөткәш мәсилисидә көрситиливатқан ортақ тиришчанлиқлардин интайин хурсән. буниңдин башқа йәнә, министирлар фуа, кәфрәйа, зәбадани вә мадайадики пуқраларниң бихәтәр һалда йөткилишидин мәмнун. үч тәрәп бу басқучниң бихәтәр вә мувәппәқийәтлик һалда тамамлинидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәрди.»

пуқраларни йөткәш басқучида хәлқара қизил кирест җәмийити вә дунйа сәһийә тәшкилатиниң бәргән йардәмлириниң наһайити муһимлиқи тәкитләнгән байаннамидә йәнә мундақ дейилди: «үч министир уруш тохтитиш, сиҗил инсанпәрвәрлик йардәм вә пуқраларниң әркин сайаһәт қилишини кәң омумлаштуруш мәсилисидиму ортақ тонуш һасил қилди. түркийә, русийә вә иран сүрийә һөкүмити билән өктичиләр оттурисида сөһбәт өткүзүшини қолға кәлтүрүш нишан қилинған келишимгә кепил болушқа тәййар болуп, саһәдики өзгиришләргә нисбәтән нопузи бар әлләрниму шундақ қилишқа чақириду.»

байаннаминиң ахирида мундақ дейилди: «тәрәпләр бу келишимниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариға асасән сүрийә киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситиш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилди. министирлар қазақистан пирезидентиниң бу һәқтә астанәдә түрлүк йиғинларни чақириш тоғрулуқ бәргән тәклипиниң наһайти зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди. шуниң билән бир вақитта, үч тәрәп, даеш вә әннусрәгә қарши ортақ күрәш қилиш вә қораллиқ өктичи гуруппиларни бу тәшкилатлардин айриш ирадилириниң қәтий икәнликини билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر