гүләнниң килинтонға милйонларчә доллар ианә қилғанлиқи билдүрүлди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң америка қошма иштатлиридики пирезидентлиқ сайлими җәрйанида килинтонға милйонларчә доллар ианә қилғанлиқи илгири сүрүлди.

635125
гүләнниң килинтонға милйонларчә доллар ианә қилғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хәлқарадики қанунсиз паалийәтлирини қануний җәһәттин тәкшүрүватқан мәркизий лондонға җайлашқан «амстердам вә шерикләр» намлиқ қанун ширкитидин роберт амстердам, фәтһуллаһ гүләнниң америка қошма иштатлиридики пирезидентлиқ сайлимида мәғлубийәткә учриған демократик партийәниң пирезидент намзати һилари килинтонниң сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлиригә милйонларчә доллар ианә қилғанлиқини билдүрди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ чәт әлләрдики делоларда түркийәгә вәкиллик қиливатқан роберт амстердам, «демократлар, системилириниң рус тор бозарлириниң зийанкәшликигә учриғанлиқини дәп олтурушниң орниға әслидә гүлән һәққидә тохтилиши керәк. һилари килинтонға йардәм қилмақчи болған гүлән, пирезидент намзатиниң сәпәрвәрлик долқуниға милйонларчә доллар бәрди.» деди.

гүлән һәрикитиниң америкиниң пенсилванийә иштатидики бир ваиздин ибарәт әмәсликини алаһидә тәкитлигән амстердам, «бу, милйардларчә долларлиқ, көп қатламлиқ бир җинайәт шайкиси болуп, шундақла дунйа түзүми үчүнму һәқиқий хәвптур» дегәнләрни қәйт қилди.

русийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси андрей карловға қилинған суйиқәстниңму әтраплиқ шәкилдә тәкшүрүлүши керәкликини билдүргән адвокат амстердам сөзини давамлаштуруп, «лаик бир сақчи хадиминиң һәләб тоғрисида тохтилишини, вәқәниң ичкирләп тәкшүрүлүши үчүн бир сигнал, дәп ойлаймән. бу вәқә, русийә билән түркийәни техиму йеқинлаштуриду. һәр икки рәһбәрниң буниң бир иғвагәрчилик икәнликини наһайити йахши чүшәнгәнликини көрүватимән вә бу иғвагәрчиликкә қайтурулидиған әң йахши җаваб болса, нормалишишни давамлаштуруштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر