германийә украинаниң ғәрб қораллири билән русийәгә һуҗум қилишиға қарши икәнликини билдүрди

германийә баш министири олаф шолз украина армийәсиниң ғәрбтә йасалған қораллар билән русийәгә һуҗум қилишиға қарши икәниликини билдүрди.

2144446
германийә украинаниң ғәрб қораллири билән русийәгә һуҗум қилишиға қарши икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз украинаға берилгән германийә қораллирини ишлитиш даирисини кеңәйтишкә һазирчә һечқандақ сәвәб йоқлуқини тәкитләп, қорал билән тәминләш тоғрисида украина билән түзүлгән келишим вә қаидә-пиринсипларниң  барлиқини қәйт қилди.

у украина армийәсиниң ғәрбтә йасалған қораллар билән русийәгә һуҗум қилишиға қарши икәниликини билдүрүп: «берлинниң кийев сийасити, 2022-йилдин буйан русийә билән давамлишиватқан урушниң дунйа урушиға айлинип кетишиниң алдини елишни мәқсәт қилиду» деди.

русийә нато дөләтлиригә украинаға қиливатқан қорал-йарағ йадәмлири тоғрисида нота тапшурған болуп, бу дөләтләрниң «от билән ойнишиватқанлиқи» әскәрткән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر