гиретсийәгә қачқан 8 гүләнчиниң назарәттә туруш муддити узартилди

һәрбий -сийасй исйандин кейин гиретсийәгә қачқан 8нәпәр фәтһуллаһчиниң назарәттә туруш муддити узартилди.

603677
гиретсийәгә қачқан 8  гүләнчиниң назарәттә туруш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15-ийулдики һәрбий-сийасий исйаниға қатнашқандин кейин гиретсийәгә қачқан 8 исйанчиниң назарәттә туруш муддити узартилди.

афена-македонийә хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, 6 исйанчиниң түнүгүн тәптиш хадиминиң сорақлириға җаваб бәргәнликини, бу әһвалниң  уларниң түркийәгә қайтурулуши үчүн сот хизмитиниң биринчи қәдиминиң ташланғанлиқидин дерәк беридиғанлиқи билдүрүлди.

буниңдин ташқири, тәптиш мәһкимиси исйанчиларниң иккинчи қетимлиқ сотиғичә назарәттә тутуп турулуши үчүн түркийәдин мәлумат тәләп қилған.

фәтһуллаһчиларниң һәрбий-сийасий исйанидин кейин сикорский типлиқ һәрбий тик учарлар билән гиретсиәйниң дәдәағач айродурумиға қонуп сийасий панаһлиқ тилигән 8 исйанчидин 7синиң тәләплири рәт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر