гуаңдоң шиддәтлик боран - чапқунниң зәрбисигә учриди

хитайниң җәнубиға җайлашқан гуаңдоң өлкиси хаима деңиз борини (тәйфең) пәйда қилған шиддәтлик боран - чапқун вә һөл – йеғинға дуч кәлди.

595887
гуаңдоң шиддәтлик боран - чапқунниң зәрбисигә учриди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң җәнубиға җайлашқан гуаңдоң өлкисидә хаима деңиз борини (тәйфең) пәйда қилған шиддәтлик боран - чапқун вә һөл – йеғин 1 милйон 690 миң кишигә сәлбий тәсир көрсәтти.

деңиз борини сәвәбидин 2749 өй – макан һәр хил дәриҗидә талапәткә учриди, 178 миң гектар терилғу зийанға учриди. райондики иқтисадий зийан 517 милйон долларға йәтти.

бу қетимқи апәттә адәм өлүш әһвали көрүлмиди,  бихәтәрлик тәдбирлири даирисидә 700 миң адәм бихәтәр җайларға көчүрүлүп, асасий инсаний йардәм әшйалири йәткүзүп берилди.

су амбарлиридики су миқдари ешип кәткәнлики үчүн, һәптә ахирида район хәлқи сәл вә тағ сийрилип чүшүш вәқәлиригә қарши һошйар болушқа чақирилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر