мисирдики тоқунушта 2 әскәр өлди

һәрбий һәрикәт җәрйаники тоқунушларда қораллиқ гуруппилардин 6 кишиниң өлтүрүлгәнлики илан қилинди.

592513
мисирдики тоқунушта 2 әскәр өлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: мисирниң сина йерим арилида қораллиқ гурупиларға қарши елип берилған һәрикәт җәрйанидики тоқунушта 2 әскәр өлди.

мисир армийәси байанатчиси муһәммәд сәмир, синаниң шималий қисмидики армийә базилириниң бәзи җайлириға бесип келип һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини ейтти.

һәрикәт җәрйаники тоқунушларда 2 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи, қораллиқ гуруппилардин болса, 6 кишиниң өлтүрүлгәнлики илан қилинди. 

муһәммәд сәмир йәнә, райондики 16 йошурунуш өйи вә 11 партлатқучниң пачақлап ташланғанлиқини һәмдә 2 аптомбил билән 10 мотосиклитниң бит – чит қилинғанлиқини ейтти.

 мисир армийәси вә сақчи даирилири 2013 – йили синтәбирдин буйан синадики нурғунлиған вилайәтләрдә «террорст»дәп қариған кишиләргә қарита һәрбий һәрикәт елип бармақта иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر