қораллиқ исйанчилар: һөкүмәт билән сөһбәт өткүзүшкә тәййармиз

коломбийә исйанчи күчлиридин коломбийәдә һөкүмәт билән коломбийә инқилабчи қораллиқ күчлири тәрипидин дүшәнбә күни имзаланған гә қетилишни халайдиғанлиқини елан қилди.

579515
қораллиқ исйанчилар: һөкүмәт билән сөһбәт өткүзүшкә тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә азадлиқ армийәси иҗтимаий таратқулар арқилиқ байанат берип, тәшкилатниң һөкүмәт билән өзи арисидики алаһидә пәрқләрни бир тәрәп қилиш вә тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә тәййар икәнликини җакарлиди.

һөкүмәт билән дөләтниң иккинчи чоң солчил идийидики партизанлиқ тәшкилати болған <коломбийә азадлиқ армийәси>, март ейида тинчлиқ сөһбити өткүзүшни башлайдиғанлиқлирини елан қилған болсиму, пирезидент җуан мануел сантос, коломбийә азадлиқ армийәси мәнсуплириниң алдинқи қатардики бир сийасәтчини гөрүгә еливелишидин кейин тәшкилатниң гөрүгә еливелиш қилмишлиридин ваз кечишини тәләп қилған, шуниң билән сөһбәт өткүзүләлмигәниди.

коломбийә һөкүмити билән коломбийә инқилабчи қораллиқ күчлири арисида 52 йиллиқ ички урушқа хатимә беридиған тинчлиқ келишими дүшәнбә күни имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر