хитай сүрийә мәсилисигә қол тиқишқа башлиди

хитай деңиз армийә генерали башчилиқидики һәйәтниң сүрийә дөләт мудапиә министири билән көрүшүп, өзара һәмкарлиқ орнитиш мәсилилирини музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

555021
хитай сүрийә мәсилисигә қол тиқишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң йәр шари вақти гезитиниң бир хәвиригә асасланғанда, өткән һәптә хитай деңиз армийә генерали гүән йофей сүрийә дөләт мудапиә министири фаһад җассим алфәйҗ билән көрүшүп, икки дөләт оттурисида өзара һәмкарлиқ имканийәтлири вә мунасивәтләрни күчәйтиш мәсилилирини музакирә қилған.

хитай генерали гүән йофей сүрийә дөләт мудапиә министири билән көрүшүши тоғрисида байанат елан қилип, мундақ дегән:

«хитай вә сүрийә армийәлириниң әнәниви достлуқ мунасивити бар. хитай армийәси һазир сүрийә армийәсигә йардәм қилишни вә өзара һәмкарлиқ орнитишни арзу қиливатиду.»

хәвәрдә көрситилишичә, тәрәпләрниң һәрбий қисимларниң тәлим-тәрбийәсидә өзара һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш вә инсанпәрвәрлик йардәм мәсилилиридә пикир бирлики һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر