данийәдики бир түрк мәктипи ирқчи һуҗумға учриди

йавропа миқйасида күчийип кетиватқан ирқчилиқ вә исламофобийа бу қетим данийәдә баш көтүрди.

551432
данийәдики бир түрк мәктипи ирқчи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: данийәниң фулебийав шәһиридики түркләргә тәвә мина һинтхолм хусусий мәктипиниң тамлириға исламға қарши хәтләр йезип қойулди. мәктәп мудири әһмәд иһсан дәниз, тунҗи қетим бундақ бир һуҗумға дуч кәлгәнликлирини вә вәқәдин әндишә қиливатқанлиқлирини ейтти.

мәктәпниң оқуғучилириму хатирҗәмсизликкә дучар болди, оқутқучилар болса, ирқчил һуҗумларниң мәктәпкә кеңийишидин әндишә қилмақта.

сақчи тармақлири, мәктәпниң тамлириға сламға қарши хәтләрни йезип қойған кимлики намәлум һуҗумчи йаки һуҗумларни қолға чүшүрүш үчүн тәкшүрүш башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر