даеш йавропа үчүнму чоң тәһдит

йавропа иттипақиға әза 10 дөләттә елип берилған тәкшүрүштә, террорлуқ тәшкилати даешниң йавропа иттипақи дөләтлири үчүнму әң чоң тәһдит икәнлики оттуриға чиқти

510706
даеш йавропа үчүнму чоң тәһдит

түркийә авази радийоси хәвири: ройтерс агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, мәркизий америкаға җайлашқан пийу тәтқиқат мәркизий йавропадики 10 дөләттә елип барған тәкшүрүш нәтиҗисидә, тоққуз дөләттә даешниң әң чоң тәһдит икәнлики оттуриға чиққан.

испанийә хәлқиниң %93 и вә фирансийә хәлқиниң %91 и даешни «чоң бир тәһдит» дәп қариған. бирақ, гиретсийә хәлқи даеш террорлуқ тәшкилатини чоң тәһдит дәп қаримиған. гиретсийә хәлқиниң %95 и өз дөлити үчүн йәр шари характерлик иқтисадий муқимсизлиқни тәһдит дәп қариған.

тәкшүрүлгән 10 дөләтниң һәммисидә, килимат өзгириши алдинқи қатардики тәһдитләрниң бири дәп қаралған.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر