нусрә фиронтиниң байанатчиси әбу фирас өлди

сүрийәниң идлиб шәһиригә қаритилған һава һуҗумида әлқаидә террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ нусрә фиронтиниң байанатчиси әбу фирас өлтүрүлди.

464111
нусрә фиронтиниң байанатчиси әбу фирас өлди
suriye el kaide.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи әнглийәгә җайлашқан сүрийә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хәвириниң қариғанда, хәлқара бирләшмә күчләргә тәвә болуши мумкин, дәп қариливатқан айропиланларниң идлибниң ғәрбидики кәфәр җалис йезисиға қилған һава һуҗумида фирасниң бир оғли вә нусрә билән әқса әскәрлири тәшкилатиға қарашлиқ 20 террорчи өлтүрүлгән.

сүрийәдә феврал ейиниң ахирида өктичиләр билән әсәд һакимийити арисида иҗра қилинишқа башлиған уруш тохтитиш келишими инавәтлик орнини сақлап келиватқан болсиму, мәзкур келишим нусрә фиронти билән даешни өз ичигә алмайду.

йәнә бир тәрәптин, русийәниң қоллиши астидики әсәд күчлири палмирадин кейин қәрйәтәйинниму даештин қайтуруп алғанлиқини уқтурди.

даеш авғуст ейида хиристийанлар топлишип олтурақлашқан қәрйәтәйинниң контроллуқини қолиға киргүзүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر