нури әл малики: армийәмиз илгириләшкә башлиди

нури әл малики ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиға қарши ирақ армийәсиниң кәң көләмлик һәрикәт өткәнликлирини илгирилватқанлиқлирини ейтти.

96414
нури әл малики: армийәмиз илгириләшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири нури әл малики ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиға қарши ирақ армийәсиниң кәң көләмлик һәрикәт өтүп, тез сүрәттә алға илгирилватқанлиқлирини ейтти.
нури әл малики пайтәхт бағдатниң җәнубидики мәһмудийә наһийәсидә армийәгә қатнашқан пидаийларға хитаб қилди. ирақ баш министири: «мусул қолдин кәтмиди, ирақниң қолдин кетиши үчүн бәзи сийасәтчиләр мусул қолдин кәтти, дәп гәп ойдурди» деди.
ирақтики бәзи иқтидарсиз сийасәтчиләрниң бәзи дөләтләр билән бирликтә ирақ шам ислам дөлити тәшкилати тәрәптә орун алғанлиқини ейтқан малики: «силәр бизгә қарши йалланма әскәрләр билән уруш қилдиңлар, биз болсақ силәргә қарши әркин вә ғурурлуқ әскәрләр билән уруш қилимиз» деди. армийәгә қатнашмақчи болған пидаийларға дини өлмилар тәблиғ қилмақта.
ирақтики шиәләр тәрипидин «дини өлима» дәп қобул қилинған айәтуллаһ әли систани, хәлқни ирақ шам ислам дөлити тәшкилати вә униң билән бирликтә һәрикәт қилған қораллиқ гуруһларға қарши вәтәнни қоғдаш үчүн җиһад қилишқа чақирди.
ирақ мусулман алимлар һәйитиму «қоли қорал туталайдиған һәр йаш инқилабчиларға қошулуши керәк» дәп пәтва беришти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر