барзани маликиға тәһдит салди

75754
барзани маликиға тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмәтниң башлиқи мәсут барзани, ирақ баш министири малики үчинчи қетим йәнә охшаш вәзипини үстигә алған тәқдирдә ирақтин айрилиш үчүн реферандум өткүзидиғанлиқи тоғрисида тәһдит салди.

барзани рәһбәрлик қиливатқан күрдистан демократ партийәси тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, барзани «малики үчинчи қетим баш министир болса, күрдистанда хәлқ реферандум өткүзиду. биз бағдад билән болған мунасивәтлиримиз үчүн йеңи формула тапимиз» дегән.

күрт хәлқиниң малики башчилиқ қилған һөкүмәткә шерик болушни қобул қилмайдиғанлиқини әскәрткән барзани, һәрқайси тәрәпләр билән ирақ һөкүмитигә башчилиқ қилидиған һәқиқий шерик тепиш үчүн қолидин кеидиған барлиқ тиришчанлиқни көрситидиғанлиқлирини билдүрди.

ирақ парламент сайламлирида, муттәһидунлар 23, шеә бирләшмиси 29 вә ватаннийәләр 21 орунға, малики рәһбәрлик қиливатқан қанун дөлити бирләшмиси болса, 93 орунға игә болған иди.

ирақ алий сайлам комитети елан қилған ениқ мәлуматларға асасланғанда, парламент сайлимида һечқайси партийә һөкүмәтни өз алдиға қурғудәк көп авазға еришәлмигән. һөкүмәтни қуруш үчүн парламентта 165 орунға еришиш керәк болуп, маликиниң бирләшмә һөкүмәт қурудиғанлиқи қәйт қилинмақта.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر