йавропа русийәгә қошумчә ембарго йүргүзүшни музакирә қилди

66358
йавропа  русийәгә қошумчә ембарго йүргүзүшни музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири, украина вәзийитини пәсәйтиш тоғрисида қәдәм ташлимиған москва һөкүмитигә қошумчә ембарго йүргүзүш мәсилисини музакирә қилиш үчүн бирйусселда бир йәргә топланди. йавропа иттипақидики мал – мүлүклири тоңлитилған вә виза чәклимиси қойулған қара тизимликкә, йеңи исимларниң киргүзүлүши пәрәз қилинмақта.

йавропа иттипақи министирлириниң қиримниң русийәгә қошувелинишиға күч чиқарған икки ширкәтни қара тизимликкә киргүзүп, даирини кеңәйтиши күнтәртипкә кәлди. әмма, йеңи ембарго йүргүзүлидиған русийә рәһбәрлири салаһийитиниң төвәнлики вә аз икәнлики, шундақла москваға қарита тәсириниң аҗиз болидиғанлиқи әскәртилди.

йавропа иттипақиниң русийәгә қаритилған иқтисадий ембарголарни өз ичигә алған 3 – басқуч болса, йавропа иқтисадиниң зийанға учрайдиғанлиқи сәвәбидин йолға қойулмайду.

йиғиндин бурун сөз қилған йавропа иттипақи ташқи сийасәтләр алий вәкили катрин аштон, москвадин район вәзийитини пәсәйтидиған қәдәм ташлишини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири вилйам һагуе, украинаниң шәрқидә өткүзүлгән реферандумниң дунйа алдида һечқандақ мәниси йоқлуқини қәйт қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر