хақан фидан бүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға бариду

ташқи ишлар министири хақан фидан бүгүн «пәләстин» темилиқ йиғинға қатнишиш үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға бариду.

2144227
хақан фидан бүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға бариду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, йиғинларда ғәззәниң әң йеңи вәзийити вә инсанпәрвәрлик вәзийити, шундақла пәләстин дөлитини техиму көп дөләтниң етирап қилиш тиришчанлиқи музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

хақан фидан зийарәт даирисидә икки тәрәплик учришишиларда болиду. пәләстингә йардәмлирини давамлаштуриватқан хәлқаралиқ шерикләрниң пәләстин баш министири муһәммәд мустапа билән көрүшидиғанлиқи, хақан фиданниң «хәлқаралиқ шерикләр учришиши» ғиму қатнишидиғанлиқи уқтурулди.

учришишта, пәләстин баш министири мустафаниң пәләстин һөкүмитиниң алдинқи қатардики нуқтилиқ ишлири вә пиланлири һәққидә доклат бериши һәмдә бу даиридә пәләстин дуч келидиған хирисларға қарита мөлчәрлирини һәмбәһирлишиши күтүлмәктә.

учришиш мунасивити билән хәлқаралиқ шерикләр йәнә, пәләстин һөкүмити билән өз-ара дийалог қуруп чиқиду.  йеңи пәләстин һөкүмитиниң алдинқи қатардики нуқтилиқ ишлири, ғәззәдә дәрһал вә мәңгүлүк уруш тохтитишни ишқа ашуруш, инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүш, ғәззәни қайта қуруш, ислаһат күн тәртипи, иқтисадий вә пул-муамилә муқимлиқи қатарлиқ темилароттуриға қойулиду.

ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң көп қисми түркийә тәрипидин тәминләнмәктә. түркийә йәнә һәр қайси мунбәрләрдә пәләстинни сийаси җәһәттин қоллап, пәләстинликләрни иттипақлиқ тиришчанлиқиға үндимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر