хитай украинаға қарши русийәни қоллаш арқилиқ йавропаға уруш оти туташтурмақчи

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенберг хитайниң украинаға қарши русийәни қоллап қуввәтләш арқилиқ йавропаға уруш оти туташтурүш үчүн қутратқулуқ қиливатқанлиқини ейтти.

2144200
хитай украинаға қарши русийәни қоллаш арқилиқ йавропаға уруш оти туташтурмақчи

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг германийәниң  «Welt am Sonntag» гезитигә бәргән байанатида: «хитай ғәрб билән йахши мунасивәтни сақлап қелишни халайдиғанлиқини давраң қилиду йу, әмма бейҗиң даирилири йәнә бир тәрәптин йавропаға уруш отини туташтурушқа қутратқулуқ қиливатиду, һәр икки ишни тәң қилалмайсиләр» деди.

столтенберг русийәниң украинадики урушида хитайниң қоллап қуввәтлишиниң һайати әһмийәткә игә болуватқанлиқини  тәкитләп: «москва даирилириниң украинаға қарши башқурулидиған бомба, танка вә айропилан ишләпчиқиришта ишлитиватқан запчаслири, микро електрон вә башқа техникиларни сетип бериштә рошән ешиш бар» деди.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг нато қисимлирини украинаға әвәтиш йаки натониң һава мудапиә сепини украинағичә кеңәйтиш дегәндәк бирәр пиланиниң йоқлиқини әскәртип, натониң бу тоқунушниң бир парчиси болмайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

столтенберг шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрни украинани техиму көп қоллашқа чақириқ қилип, «әгәр (русийә пирезиденти виладимир) путин украинада халиғинини қилип йүрийдиған болса, йавропада узун муддәтлик бихәтәрлик болмайду. дунйа бир пүтүн һалда техиму муқимсиз һалға келиду. биз русийәни техиму бәк таҗавузчилиқтин тосушимиз керәк. путинға қаритилған бесим сийасити карға кәлмәйду» дегән қарашлирини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر