исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумиға қарши наразилиқ долқуни күчәймәктә

америкада пәләстинни қоллаш һәрикити башлиған университетларниң қатариға йеңи җерсий иштатидики рутгерс университетиму қошулди.

2142763
исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумиға қарши наразилиқ долқуни күчәймәктә
cenevre universite filistin.jpg
fransa paris ens ogrenciler filistin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: рутгерс университетиниң оқуғучилири исраилийәгә һуҗум қиилшни тохтитишни чақриқ қилиш үчүн унверситет һойлисиға чедир қурди.

шивейетсарийәниң зурих университетидиму оқуғучилар исраилийәниң һуҗумиға наразилиқ билдүрмәктә. бир гуруппа оқуғучи ғәззәгә қилиниватқан вәһшийанә һуҗумларға наразилиқ билдүрүш үчүн җим олтурувелиш намайиши қилди.

җәнвәдиму университеттики пәләстинни қоллаш намайишини сақчилар қаттиқ қоллуқ билән тарқитиветишкә урунди. сақчилар намайиш өткүзүлгән җайда пәләстин байриқи вә лозункиларни мәҗбурий топлиди.

намайишқа фирансийәниң пайтәхти париждики әң нопузлуқ мәктәпләрниң бири болған <ENS> ниң оқуғучилириму қатнашти. оқуғучилар мәктәп бағчисида чедир қурди.

парижда йәнә, исраилийәниң қорал-йарағ ширкәтлириниң 17 - ийундин 21 - ийунғичә өткүзүлидиған хәлқаралиқ йавропа йәрмәнкисигә қатнишишини тосушни тәләп  қилип наразилиқ намайиши өткүзүлди.

өктичи сийасийонларму қатнашқан намайишта, «ғәззәдики қирғинчилиқни тохтитиңлар» вә «бизни җимиқтуралмайсиләр!» дегән шоарлар йезилған лозункилар ечилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر