әнглийә: русийәниң әйибләшлири қуруқ гәп

әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камерон русийәниң москвадики консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуминиң пәрдә арқисида ғәрб вә украинаниң барлиқи тоғрисидики әйибләшлириниң «қуруқ гәп» икәнликини билдүрди.

2120878
әнглийә: русийәниң әйибләшлири қуруқ гәп

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар вәзири давид камерон екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, москвадики террорлуқ һуҗуминиң пәрдә арқисида ғәрб вә украинаниң барлиқи тоғрисидики әйибләшлириниң пүтүнләй қуруқ гәп икәнликини билдүрди.

у: «<американиң бу һуҗумниң бирдинбир җавабкари даеш> дегән байанатини қоллаймиз» деди.

русийә федератсийә бихәтәрлик идариси (FSB) директори александир бортников мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, москвадики консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуминиң пәрдә арқисида, америка, әнглийә вә украинаниң барлиқини илгири сүргән иди.

пайтәхт москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 139 кишиниң җенидин айрилип, 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқи елан қилинди.

русийә президенти владимир путин һуҗумни садир қилған төт террорчини өз ичигә алған 11 кишиниң тутулғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر