русийә: һуҗумниң арқисида америка, әнглийә вә украина бар

русийә федератсийә бихәтәрлик идариси (FSB) директори александир бортников 22-март кәчтә москвадики крокус консерт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗуминиң пәрдә арқисида, америка, әнглийә вә украинаниң барлиқини илгири сүрди.

2120856
русийә: һуҗумниң арқисида америка, әнглийә вә украина бар

түркийә авази радийоси хәвири: федератсийә бихәтәрлик идариси директори александир бортников русийә баш тәптиш мәһкимисиниң кеңәйтилгән йиғинидин кейин, байанат елан қилди.

у москвадики террорлуқ һуҗуминиң пәрдә арқисида, америка, әнглийә вә украинаниң бар-йоқлуқи тоғрисидики соалға, «биз шундақ дәп ойлаймиз. йүз бәргән паҗиә тоғрисида тохтиливатимиз. бу омумий учур, әмма уларға көп пайдилиқ болди» дәп җаваб бәрди.

у террорлуқ һуҗумини пәйда қилғанларниң украина тәвәликигә өтүп кетишни пиланлиғанлиқлирини әскәртип, буларни украина земинида күтүп турған кишиләрниң барлқиға мунасивәтлик дәсләпки йип учиға игә икәнликлирини билдүрди.

у террорлуқ һуҗуминиң пиланлиғучисиниң техи ениқланмиғанлиқини, украинаниң оттура шәрқтә қораллиқ күчләрни тәрбийәлигәнликини вә русийәгә қарши сәптә охшимиған милләтләрдин болған җәңчиләрниң болушиниң буниң испати икәнликини қәйт қилди.

у американиң русийәгә қарши террорлуқ һуҗуми йүз бериш еһтималлиқи тоғрисида учур бәргәнликини вә буниң нәзәргә елинғанлиқини, әмма учурниң омумий характергә игә икәнликини байан қилди.

у русийәниң москвадики террорлуқ һуҗумиға инкас қайтуридиғанлиқини әскәртип, бу һуҗумға четишлиқ һәр бир кишиниң тепилип, қаттиқ җазалинидиғанлиқини тәкитлиди.

у дөләт ичидә террорлуқ хәвпиниң һелиму давам қиливатқанлиқини көрситип, украина бихәтәрлик идариси (SBU) ниң террорлуқ һуҗуми пәйда қилишиниң алди елиниватқанлиқини билдүрди вә  украина бихәтәрлик идарисини «террорлуқ тәшкилати» дәп етирап қилиш керәкликини оттуриға қойди.

у буниңдин башқа, украина һәрбий ишлар истихбарат башлиқи кирил буданоф вә башқа истихбарат хадимлири тоғрисидики соалға, «русийә вә русийә пуқралириға қарши җинайәт садир қилғанлар қанунлуқ һуҗум нишанидур» дәп җаваб бәрди.

у бу нишанларға немә үчүн зәрбә берилмигәнлики тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, буниң әмәлгә ашидиғанлиқини әскәртти.

пайтәхт москвада йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 139 кишиниң җенидин айрилип, 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқи елан қилинди.

русийә президенти владимир путин һуҗумни садир қилған төт террорчини өз ичигә алған 11 кишиниң тутулғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر