америка сүрийәдә иранниң қоллиши астидики гуруппиларға һавадин һуҗум қилди

сүрийәниң дейриз зор өлкисидики бәшшар әсәд һакимийити сепидә орун алған иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң һәрбий нуқтилирини, американиң һавадин бомбардиман қилғанлиқи илгири сүрүлди.

2120231
америка сүрийәдә иранниң қоллиши астидики гуруппиларға һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «әл ватан» гезити иҗтимаий алақә суписи X дики йазмисида, американиң дейриз зор өлкисидә һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барғанлиқини илгири сүрди.  

йәрлик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, бирдин көп уруш айропилани дейриз зор шәһәр мәркизидә, әлбукәмал вә әлмәйадин наһийәлиридә бир оқ- дора искилатиниму қошқанда, җәмий 10 һәрбий нуқтини һубомбардиман қилған.

гәрчә америка тәрәп бу һәқтә техичә бирәр рәсмий байанат елан қилмиған болсиму, әмма сүрийә һакимийитигә йеқин иҗтимаий алақә тор бәтлири, һуҗумда иранниң йуқири дәриҗилик бир қоманданиниң өлтүрүлгәнликини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر