риванда йашлирида түрк тили өгиниш долқуни қозғалди

шәрқий африқа дөлити ривандада, түркийә телевизийә тийатирлирини йақтурған йашлар түрк тили өгинишни башлиди.

2066152
риванда йашлирида түрк тили өгиниш долқуни қозғалди

түркийә авази радийоси хәвири: йунус әмрә институтиниң пайтәхт кигалидики риванда унверсититида башлиған паалийәтлиригә шәһәр хәлқи интайин қизиқмақта.

риванда хәлқи йунус әмрә институти тәшкиллигән охшимиған мәдәнийәт вә өзара алақә паалийәтлири арқилиқ түркийәниң мол мәдәнийәт мираслири һәмдә түрк тили билән йеқиндин тонушти. шуниң билән бир вақитта йәнә, институт тәшкиллигән түрк тили курслириға вә мәдәнийәт паалийәтлиригә нурғун оқуғучилар қатнашмақта.

түркийәниң  телевизийә тийатирлирида көргән түркийәниң тәбиий гүзәллики, йемәк-ичмәклири, музика вә бинакарлиқ қурулушлири ривандалиқ йашлирини түрк тили өгинишкә илһамландурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر