сәуди әрәбистанға һәҗ вә өмрә үчүн 1 милйондин артуқ киши йетип кәлди

сәуди әрәбистан һәҗ вә өмрә министирлиқи һәҗ үчүн чәт әлләрдин 1милйондин артуқ кишиниң йетип кәлгәнликини елан қилди.

2001195
сәуди әрәбистанға һәҗ вә өмрә үчүн 1 милйондин артуқ киши йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан һәҗ вә өмрә министирлиқиниң зийарәт ишлири мәслиһәтчиси муһәммәд әл биҗави <әл әхбарийә> телевизийә қанилиға бәргән байанатида, министирлиқниң муқәддәс тупрақларға һәҗ ибадитини ада қилиш мәқситидә кәлгәнләргә мулазимәт қилиш үчүн барлиқ имканийәтлири билән хизмәт қиливатқанлиқини билдүрди.

биҗави һаҗиларни күтүвелиш үчүн барлиқ чегра еғизлириниң ечилғанлиқини, һәҗ үчүн кәлгәнләрни қарши елишқа шундақла кириш рәсмийәтлирини тез беҗиришкә қарита әң йуқири тәййарлиқ хизмәтлирини тамамлиғанлиқлирини ейтти.

мәдинә вә мәккәдики барлиқ айродурумларниң һәҗгә кәлгәнләргә қаритилған тәртипләрниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн пүтүн күчи билән тиришиватқанлиқини әскәрткән биҗави, һазирға қәдәр чәт әлләрдин 1милйондин артуқ кишиниң йетип кәлгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر