фаһрәттин алтун: дөлитимиз тәтүр тәшвиқатқа қарши күришини қәтийлик билән давамлаштурмақта

җумһур рәислик учур- алақа идариси башлиқи фаһрәттин алтун тәтүр тәшвиқатқа әң көп учриған дөләтләрниң бири болуш сүпити билән түркийәниң бу саһәдики күришини мурәссә қилмастин қәтийлик билән давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

1996240
фаһрәттин алтун: дөлитимиз тәтүр тәшвиқатқа қарши күришини қәтийлик билән давамлаштурмақта

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәислик учур- алақа идариси башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий алақә адресидики байанатида, медйа вә учур - алақә дунйасида ғәлитә ишларниң болуватқанлиқини билдүрүп, твиттерниң йавропа иттипақи билән иҗтимаий алақә мунбәрлири оттурисида имзаланған «2022-йилдики тәтүр тәшвиқатқа алақидар күчәйтилгән әп қаидилири» намлиқ келишимдин чекинишни қарар қилғанлиқлирини әскәртти.

фаһрәттин алтун буниңға қарита йавропа дөләтлиридики бир қисим һөкүмәт органлириниң наразилиқини ипадиләшкә башлиғанлиқини тәкитләп, «тәтүр тәшвиқат бүгүн йетип кәлгән өлчәм җәһәттин алдимизға қойуватқан дөләтлик вә район характерлик хәтәрләрдин башқа йәнә, дөләтләргә вә пүткүл хәлқара җәмийәткә мунасивәтлик бир тәһдиткә айланған әһвалда турмақта. тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәшниң муһим бир түврүки һеч шүбһисизки, хәлқаралиқ һәмкарлиқ вә қәтий ирадиниң оттуриға қойулмаслиқидур» деди.

фаһрәттин алтун фирансийәниң рәқәмлишиш вә телефон- телеграф ишлириға мәсул министири жан ноел барротниң алдинқи һәптә твиттерни <әгәр очуқ вә ениқ бир шәкилдә қаидә - қанунларға риайә қилмиған тәқдирдә>  чәкләйдиғанлиқини җакарлиғанлиқини әскәртип: «һөрмәтлик министирниң аммиви тәртипкә болған сәзгүрлүкини наһайити обдан чүшинимиз. чүшәнмәй қиливатқинимиз түркийәгә четишлиқ мәсилә болғанда ғәрблик хизмәтдашлиримизниң аммиви тәртипкә болған сәзгүрлүкимизни немә үчүн көрмәскә салидиғанлиқлиридур. бүгүнки күндә бизму йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң мәсуллириға охшаш һечқандақ иҗтимаий алақә суписиниң тәтүр тәшвиқат мәркизигә айлинишини халимаймиз. йавропалиқ достлиримиз билип қойуши керәкки, биз чәклигүчи, һакиммутләқ идийәләргә қарши күрәш қилғанға охшаш, хәлқни қутуплаштуридиған тәтүр тәшвиқатқа охшаш һәр түрлүк вәйран қилғуч паалийәтләрниму биртәрәп қилишни биринчи вәзипимиз дәп қараймиз. бу җәһәттики тәҗрибилиримизни ғәрблик дослиримиз билән ортақлишиштин мәмнунлуқ һес қилимиз. шуни йәнә бир қетим билдүрүп қойушни халаймәнки, һөрмәтлик җумһур рәисимиз оттуриға қойған һәқиқәтни қоғдаш вә тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш тәсәввури даирисидә, пуқралиримизниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш үчүн зөрүр болған барлиқ қәдәмләрни ташлашни давамлаштуримиз. дунйада аң көп тәтүр тәшвиқатқа учриған дөләтләрдин бири болуш сүпитимиз билән тәтүр тәшвиқатқа қарши күришимиз мурәссәсиз, қәтийлик билән давам қилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر