әрдоған йеңи кабинет әзалири билән биргә ататүркниң қәбрисини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йеңи кабинет әзалири билән биргә (түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ататүркниң қәбриси җайлашқан) ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди.

1996094
әрдоған йеңи кабинет әзалири билән биргә ататүркниң қәбрисини зийарәт қилди
erdogan yeni kabine anitkabir2.jpg
erdogan yeni kabine anitkabir1.jpg
erdogan yeni kabine anitkabir.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған шир йолидин меңип, ататүркниң мәқбәрисигә йетип барди вә түркийә байриқиға символ қилинған ай йултузлуқ гүл чәмбирики қойған кейин, сүкүттә турди, андин түркийә дөләт марши оқулди.

 әрдоған ататүрк хатирә сарийиниң алаһидә дәптиригә мунуларни йазди:

«һөрмәтлик ататүрк! җумһур рәислик һөкүмәт системисиниң 2- дәвридә йеңи кабинет әзалири билән бирликтә һузуриңизда туруптимиз. бүгүн кабинетимизниң тунҗи йиғинини өткүзүп, түркийә әсирни қуруш нишани билән тез йолға чиқмақтимиз. түркийә җумһур рәиси болуш сүпитимиз билән кабинет әзалиримиз билән биргә 85 милйон түркийә хәлқигә муһәббәт билән хизмәт қилимиз. биз аманитиңиз болған түркийә җумһурийитимизниң 100 - йиллиқиға йетип кәлгәнликимиздин һайаҗанланмақтимиз вә һәқлиқ йосунда иптихарлиқ һес қилмақтимиз. бу йил (2023) ни иншааллаһ гүллиниш дәвримизниң башлиниш нуқтисиға айландуримиз. аллаһ бизни миллитимизниң алдида хиҗаләт қилмисун, роһиңиз шад болсун.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر