мәвлүт чавушоғлу руменийәдә өткүзүлгән мйунхен бихәтәрлик кеңиши йиғиниға қатнашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу руменийәниң пайтәхти бухарестта өткүзүлгән мйунхен бихәтәрлик кеңиши йиғиниға қатнашти.

1912519
мәвлүт чавушоғлу руменийәдә өткүзүлгән мйунхен бихәтәрлик кеңиши йиғиниға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати-нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн бухарестқа йетип барған мәвлүт чавушоғлу иҗтимаий таратқудики байанатида, мйунхен бихәтәрлик кеңишиниң бухарест йиғинида қара деңиз бихәтәрлики дуч келиватқан йеңи хирислар вә ташлинишқа тегишлик қәдәмләрни музакириләшкәнликлирини билдүрди.

чавушоғлу бүгүн (29-нойабир) күндүздә аспен-германийә маршал фонди бухарест мунбиридә нутуқ сөзләйду. андин нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر