риза кайаалп 5 - қетим дунйа чемпийонлуқиға еришип тарих йаратти

сербийәдә өткүзүлгән дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисидә, мәмликәтлик тәнһәрикәтчимиз риза кайаалп 130 килогирамлиқлар бойичә 5 - қетим алтун медалға еришти.

1879602
риза кайаалп 5 - қетим дунйа чемпийонлуқиға еришип тарих йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: риза кайаалп йәнә бир қетим дунйа чемпийони болди.

дунйа челишиш ләвһә талишиш мусабиқисигә қатнашқан миллий тәнһәрикәтчимиз риза кайаалп, 130 килогирамлиқ чемпийонлуқни талишиш мусабиқисидә мәйданға чүшти.

челишиш маһиримиз һәл қилғуч мусабиқидә иранлиқ рәқиби амин мирзазадини 1 гә қарши 2 нәтиҗә йеңип, алтун медалға еришти.

униң утуқлири түрк челишиш тарихиға қәйт қилинди.

риза кайаалп 5 - қетим дунйа чемпийонлуқиға еришкән тунҗи түрк челишиш маһири сүпитидә тарих йаратти.

мәмликәтлик тәнһәрикәтчи илгири 2011 - йили, 2015 - йили, 2017 -  йили вә 2019 - йилллириму 4 қетим дунйа чемпийони болған иди.

«11 қетим йавропа чемпийони болған түрк челишиш маһири» дегән унванғиму еришкән риза кайаалп  йәнә, кәспий һайатида бир күмүш, икки мис медалғиму еришкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر