киродийәдә «түркийә күнлири» паалийити өткүзүлди

киродийәниң дарда шәһиридә загрәб йунус әмрә енститути тәрипидин «түркийә күнлири» паалийити өткүзүлди.

1856149
киродийәдә «түркийә күнлири» паалийити өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: дҗола йәрлик сайаһәт җәмийитиниң һәмкарлишиши билән өткүзүлгән паалийәт даирисидә, қатнашқучиларға оқйа етиш вә һөснихәт сәнити өгитилди, лоқум, қәһвә вә чай қатарлиқ түркийә таамлириниң үлгилири тәқдим қилинди.

загрәб йунус әмрә енститутиниң маслаштурғучи мудири фуат коркмаз өзлириниң дҗола йәрлик сайаһәт җәмийити билән 2018-йилдин буйан бирләшмә паалийәт өткүзүп келиватқанлиқини байан қилип, барлиқ қатнашқучиларға рәхмәт ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر