ирақта қум бориниң еғир тәсиригә учрап балнестқа елинғанларниң сани 4 миңға йәтти

ираққа түнүгүн әтигәндин бери тәсир көрситишни башлиған қум борини сәвәбидин дохтурханида балнестқа елинғанларниң сани 4 миңға йәтти.

1827963
ирақта қум бориниң еғир тәсиригә учрап балнестқа елинғанларниң сани 4 миңға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, қум борини сәвәбидин мәмликәт миқйасида 4000 кишиниң балнестқа елинғанлиқи вә һәммисиниң зөрүр болған давалаш йардимигә еришкәнлики билдүрүлди.

бағдадта бир қисим районларда көрүш мусаписиниң 300 метирдин төвәнләп кетишигә сәвәб болған қум борини сәвәбидин нөвәтчи айропилан учушлири тохтитилди.

нәҗаф вә сулайманийә айродорумлирида нөвәтчи айропилан учушлири қайтидин әслигә кәлтүрүлди.

қум борини басраға еғир тәсир көрсәткәнлики сәвәбидин айродромда нөвәтчи айропиланлар тохтитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر