келәр һәптә узунлуқи бир километир келидиған көк теши йәршариға йеқинлишиду

узунлуқи бир километир келидиған «йошурун хәтәрлик кичик сәййарә» синипиға тәвә көк тешиниң келәр һәптә йәршариға йеқинлишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

1757546
келәр һәптә узунлуқи бир километир келидиған көк теши йәршариға йеқинлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: америкадики империйә бинасиниң узунлуқиниң тәхминән 2.5 һәссисигә тәң келидиған «(7482) 1994 PC1» дәп нам берилгән бу кичик сәййарә, йәр шариға 1 милйон 930 миң километир йеқинлиқтин өтиду.

ай шаридин 5.15 һәссә йирақ мусапидин өтүши мөлчәрлиниватқан кичик сәййарәниң бихәтәрлик хәвпи елип кәлмәйдиғанлиқи билдүрүлмәктә.

кесип өтүш арилиқи 133 километирға йеқин қейиш билән һесабланмақта.

«(7482) 1994 PC1" 1994» намлиқ бу кичик сәййарәни астрономийә алими роберт макнут австралийәдики көзитиш өйидә байқиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر