«йаңақ дәрихи» намлиқ филим америкада икки мукапатқа еришти

дөләт ичи вә  сиртидики нурғунлиған хәлқаралиқ фестиевалларда мукапатқа еришип келиватқан «йаңақ дәрихи» намлиқ филим һәрқайси дөләтләрдә кино- филим фестиваллириға қатнишишни давамлаштурмақта.

1748299
«йаңақ дәрихи» намлиқ филим америкада икки мукапатқа еришти

түркийә авази радийоси хәвири: ковид-19 йуқуми сәвәбидин техичә кинуханиларда қойулмиған бу филим, америкада 23 йилдин буйан нопузлуқ паалийәтлири билән тонулған сәнәткарлар мунбириниң «6-нөвәтлик йөткилишчан көрүнүш феситивали» да, «әң йахши филим» вә «әң йахши артист»  мукапатиға еришти.  

«йаңақ дәрихи»  намлиқ филим өктәбирдә 7-нөвәтлик балқан панорама кино фестивалида «әң йахши филим» вә «әң мунәввәр артис» мукапатиға еришкән болуп, нойабирда лондон шәһәр кино фестивалидиму «әң йахши чәтәл филими» мукапатиға еришкән иди.

«йаңақ дәрихи» намлиқ филим фестивалларға қатнишишни изчил давамлаштурмақта. у йәнә 20- декабирғичә давамлишидиған антакйа кино фестивалиға, андин мартта москвада өткүзүлидиған леонид хромов хәлқара кино – филим фестивалиғиму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر