түркийә диний ишлар идариси башлиқи әли әрбаш косовада зийарәттә болди

түркийә диний ишлар идариси башлиқи әли әрбаш косова зийарити даирисидә, косова ислам бирләшмиси рәиси наим тирнава билән көрүшти.

1661322
түркийә диний ишлар идариси башлиқи әли әрбаш косовада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт пристинадики косова ислам бирләшмисиниң мәркизидә өткүзүлгән учришиштин кейин, әли әрбаш вә наим тирнава қошма ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

әли әрбаш косовода икки күндин буйан муһим учришишларда болғанлиқини тилға елип, «түркийә диний ишлар идариси вә түркийә диний фонди җәмийити болуш сүпитимиз билән пристинада чоң бир җами селиш лайиһәмиз бар. лайиһәниң тунҗи басқучини башлап болдуқ» деди.

әли әрбаш түркийә тәрипидин тәйинләнгән нурғун диний хадимларниң косованиң охшаш болмиған җамилиридә, косова ислам бирләшмисиниң йетәкчиликидә хизмәт қиливатқанлиқини тәкитләп, түркийәдә диний тәлим-тәрбийә алған косовалиқ нурғун йашларниңму косова ислам бирләшмисиниң йетәкчиликидә мәсчитләрдә имам вә хәтип болуп хизмәт қиливатқанлиқини ейтти.

косова ислам бирләшмисиниң рәиси наим тирнаваму косова ислам бирләшмисигә һәр җәһәттин изчил йардәм қилип келиватқанлиқи үчүн түркийә диний ишлар идарисиға рәһмәт ейтти.

наим тирнава пристина шәһәр мәркизидики җами қурулушиниң тамамлиниши билән органлар оттурисидики мунасивәтләрниң таҗлинидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر