түрк телевизийә тийатирлири русийәдә көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришмәктә

түрк телевизийә тийатирлири көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришиватқан дөләтләрниң бешида русийә келиду.

1568910
түрк телевизийә тийатирлири русийәдә көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришмәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  т р т ниң дунйаниң һәрқайси җайлирида рекортни бузуп ташлиған «тирилиш әртуғрул» намлиқ телевизийә тийатири, болупму русийәдики мусулманларниң қизғин алқишиға еришмәктә.

русийәниң «<рийа новости> агентлиқи», түрк телевизийә тийатирлириниң көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришиши һәққидә бир анализ елан қилди.

«түрк телевизийә тийатирлириниң көркәм  йүз йили» сәрләвһилик анализда, бу телевизийә тийатирлириниң дунйаниң һәрқайси җайлиридики мувәппәқийәтлири махталди.

«түркләр еммий мукапатлириға еришкән лайиһәләрни ишқа ашурмақта» дейилгән анализда, русийә вә дунйаниң һәрқайси җайлирида қойулуватқан телевизийә тийатирлири һәққидә йәкүн чиқирилди.

анализда, түркийәниң мәдәнийәт саһәсидә йеқинқи йиллардики телевизийә тийатирлири ишләпчиқиришта америка қошма иштатлиридин қалса иккинчи орунда туридиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «түрк телевизийә тийатирлирини ғәрбниңкидин пәрқләндүридиған әң чоң алаһидилики болса, муһапизикар мәзмунларни өз ичигә елишидур.»

телевизийә тийатирлириниң йақтуруп көрүлүшидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң образиниңму һәссиси барлиқи әскәртилгән анализда, түрк телевизийә тийатирлириниң йүздин артуқ дөләттә қойулушқа башлиғанлиқи, буниң түркийәниң иқтисадиға қошқан төһписиниң 500 милйон долларға йетидиғанлиқи қәйт қилинди.

анализда йәнә, түрк телевизийә тийатирлириниң көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришишиға әгишип, хәлқаралиқ телевизийә тийатирлири вә филим саһәлириниңму түрк телевизийә тийатирлириға техиму кәң орун аҗритишқа башлиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر