сүрийәдә давамлишиватқан п к к тәһдити

күнтәртип вә анализ (74)

1531381
сүрийәдә давамлишиватқан п к к тәһдити

сүрийәдә давамлишиватқан п к к тәһдити 

күнтәртип вә анализ (74)

(җан аҗун)

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә  сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмийити «SETA» ниң ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «сүрийәдә давамлишиватқан п к к тәһдити» темилиқ анализни диққитиңларға сунимиз.

**** **** ** **** * *****

сүрийәдики малиманчилиқтин пайдилинип, қайтидин мәвҗутлуққа еришкән п к к террорлуқ тәшкилати бәшшар әсәд һөкүмити билән тил бириктүрүш арқилиқ дәсләптә африн, кобани вә җәзирә қатарлиқ кичик мәмурий районлирини елан қилди. андин даешқа қарши күрәшни суйиистемал қилип, америка армийәсиниң һәрбий йардимигә еришкәндин кейин, кичик мәмурий районлирини бирләштүрүп, түркийәниң җәнубий чеграсини пүтүнләй үзүп ташлайдиған шәкилдә кечик терор дөлити қурушқа урунди. түркийә бу тәһдитләрни алдин көрүп йәткән болғачқа алдини елиш һәрикәтлирини елип барди. дәсләптә фират қалқини, андин зәйтун шехи вә ахирида тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити арқилиқ тәһдитниң дәриҗисини төвәнлитиштә ғәлибә қилди. бирақ п к к ниң мәвҗутлуқи районда һелиһәмму давамлашмақта.

террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә тармиқи болған п й д/ й п г һәмдә бир дәриҗә йуқири бирлик сүпитидә, әрәбләрниму өз ичигә алған сүрийә демократик күчлири с д г фиратниң шәрқидики айн әрәбтин хасәкәғичә, җәнупта раққә вә дәйриззорғичә, ғәриптә мунбич вә тәл рифат райониғичә мәвҗутлуқини давамлаштурмақта. улар бу районларда мәмурий қурулма бәрпа қилип, сүрийәниң нефит вә тәбиий газ байлиқиниңму муһим бир қисмини американиң һимайиси астида контирол қилмақта. бу тәшкилат өз нөвитидә йәнә, райондики кәң деһқанчилиқ йәрлирини вә дөләтниң әслидинла кәмчил болған су байлиқини асасән дегүдәк алқинида тутуп кәлмәктә. гәрчә түркийә ахирқи қетим елип барған «тинчлиқ булиқи һәрикити» арқилиқ тәл абйад вә расул айинға охшаш районларни қутулдуруп қалған болсиму, терорлуқ тәшкилати һазирму тәхминән 40 миң квадрат километир келидиған районини ғәйрий рәсмий шәкилдә  алқинида тутуп кәлмәктә.

түркийә «тинчлиқ булиқи һәрикити» дин кейин дәсләптә америка билән, андин русийә билән районға мунасивәтлик келишимләрни түзди. болупму сочида русийә билән фират дәрйасиниң шәрқигә мунасивәтлик муһим вәдиләрни өз ичигә алған әһдинамә имзалиди. буниңға асасән, терорлуқ тәшкилати айнәл әрәбтә маликийә-фишабор линийисигичә болған райондин җәнубқа қарап 32 киломитир чекинишни қобул қилди. бирақ әмәлийәттә буниң ишқа ашурулмиғанлиқини көрүлмәктә. терорлуқ тәшкилати буниңдин башқа йәнә, тәл рифат, айин исса вә тәл тамир районлирини ишлитип, түркийәниң контроллуқидики районларға давамлиқ дегүдәк терорлуқ һуҗумлирини қилип кәлмәктә. көпинчиси аптомобил бомба билән қилинған бу һуҗумларда йүзлигән пуқра һайатидин айрилди. терролуқ тәшкилати бу арқилиқ «азад қилинған районлар» ниң муқимлиқини һуҗум нишани қилмақта.

шуңа түркийә нуқтисидин террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики мәҗутлиқи тәһдит шәкилләндүрүшни давамлаштурмақта. террорлуқ тәшкилати чегра ленийәсидин 32 киломитир җәнубқа чекинмигән тәқдирдә, уларға қарши йеңи һәрбий һәрикәтләр елип берилишиму чоң еһтималлиқ. һазирқи әһвалда п к к ниң сүрийәдики мәвҗутлуқи фиратниң һәм шәрқи һәм ғәрби үчүн һәммила шараитта тәһдит болушни давамлаштурмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر