«малазгирт зәпири» мунасивити билән мәхсус видейо ишләнди

җумһур рәислик сарийи учур – алақә ишлири башқармиси тәрипидин «‹малазгирт зәпири› ниң 949 - йиллиқи» мунасивити билән «қизил алма» марши орун алған мәхсус видейо ишләнди.

1478864
«малазгирт зәпири» мунасивити билән мәхсус видейо ишләнди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «бизгә нисбәтән‹қизил  алма› қудрәтлик вә бүйүк түркийәниң символидур. малазгирттин тартип 15 – ийулғичә мислисиз дастанларни йазған әзиз хәлқимизниң қутлуқ узун сәпиридур. ‹қизил  алма› сайисида қанчилиған мәзлумлар сайдиған муқәддәс чинардур. җәбилтариқтин һиҗазғичә, балқан районидин асийағичә пүткүл инсанийәтниң арзу – арманидур.

«қизил алма» видейоси, 1071 – йилқи «малазгирт зәпири» дин османли империйәсиниң қурулушиғичә, истанбулниң пәтһи қилинишидин чанаққәлә вә мустәқиллиқ урушлириғичә, 15 – ийул дастанидин һазирға қәдәр, охшаш роһтин узуқланған асасларни мәзмун қилиду.

видейодин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «фәтиһ сүриси» ниң тунҗи айтини оқушиму орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر