бир қисим ғәрб дөләтлиридики йуқум әһвали төвәндикичә:

дунйа миқйасида вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 605 миң 80 дин ашти.  йуқумланғанларниң сани 14 милйон 437 миңға йәтти. сақайғанларниң сани 8 милйон 624 миңға өрлиди.

1457703
бир қисим ғәрб дөләтлиридики йуқум әһвали төвәндикичә:
super koronavirus.jpg

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: америкада вухән вируси сәвәбидин 14 миң 878 киши қаза қилди, 3 милйон 833 миң 597 киши йуқумланди. тексас иштатида 1 йаштин төвән 85 бовақниң йуқумалнғанлиқи билдүрүлди, лекин бовақларниң қандақ йуқумланғанлиқи тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

беразилийәдә мушу 24 саәт ичидә, вухән вируси сәвәбидин 921 киши қаза қилип, қаза қилғанларниң омумий сани 78 миң 772 гә, йуқумланғучиларниң сани 28 миң 532 киши ешип, 2 милйон 74 миң 860 қа йәтти.

мексикида йеқинқи 24 саәт ичидә, вирустин қаза қилғанларниң сани 578 киши ешип, 38 миң 888 гә вә йуқумланғучиларниң сани 7 миң 615 киши ешип, 338 миң 913 кә йәтти.

әнглийәдә 45 миң 273 кшии вирус сәвәбидин қаза қилди. йуқумланғучиларниң сани 294 миң 66 гә йәтти. баш министир борис җонсон ковид -19 ға қарши күрәш даирисидә әнгилийә миқйасида иккинчи колликтип карантинани йолға қойушқа һаҗәт йоқлиқини ейтти.

италийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вирус сәвәбидин 14 киши қаза қилип омумий қаза қилғанларниң сани 35 миң 42 гә йәтти. актип йуқумланғучиларниң сани 12 миң 368 гә төвәнлиди вә йеқинқи 24 саәт ичидә 249 кишидә йеңидин вирус байқалди.

испанийәдә җүмә күни елан қилинған әң йеңи санлиқ мәлуматларға асасланғанда, ковид -19 сәвәбидин 28 миң 420 киши қаза қилған, йуқумланғучиларниң сани 260 миң 255 кә йәткән.

каталонийә аптоном районида өткән бир һәптә ичидә йуқумлиниш нисбити көрүнәрлик дәриҗидә ешишини давамлаштурған. йуқум башланғандин буйан каталонийәдә миқйасида йуқумланғанларниң омумий сани 81 миң 932 гә йәткән. түнүгүн бир күндила 226 кишидә вирус байқалған. испанийә мәтбуатлири болупму барселонада нурғун кишиләрниң карантина қараридин әнсирәп шәһәрни ташлап чиқиш кетишкә башлиғанлиқини хәвәр қилмақта.

белгийәдә дөләтлик аммиви сәһийә тәтқиқат оргини елан қилған һәптилик оттуричә санлиқ мәлуматқа қариғанда, 9 миң 800 киши вирустин қаза қилған. 9 – ийулдин 15 –ийулғичә болған арилиқта 615 киши йуқумланған. алдинқи һәптә йуқумланғучиларниң сани %61 ешип, 63 миң 706 гә өрлигән.

авистиралийәниң мелбурн шәһиридә йеқинқи 24 саәт ичидә, ковид -19 сәвәбидин йәнә 3 киши қаза қилғандин кейин, маска тақаш мәҗбурийити йолға қойулди. авистиралийәдә омумий қаза қилғанларниң сани 122 гә йәткән болуп, викторийә иштати баш министири данийал андревс йоллуқ сәвәбләр билән кочиларға чиққан кишиләрниң 23 - ийул пәйшәнбә күнидин етибарән маска тақиши керәкликини җакарлиди. андревс аммини қаидигә әмәл қилишқа чақирип, вирусниң техиму кеңийип, паҗиәгә айлинип кетишиниң алдини елиш үчүн маска тақашни мәҗбурий һалға кәлтүргәнликини вә бу қаидигә бойсунмиғанларға 200 доллар җәриманә қойулидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر