чавушоғлу: испанийәдиму җамә қилип йасалған, кейин черкавға айландурулған йадикарлиқлар бар

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йавропа иттипақиниң айа софийә һәққидики әйибләш байанитини рәт қилғанлиқини байан қилди.

1454908
чавушоғлу: испанийәдиму җамә қилип йасалған, кейин черкавға айландурулған йадикарлиқлар бар

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу рәсмий зийарәттә болуш үчүн әнқәрәгә кәлгән малта ташқи ишлар министири еварист бартоло билән көрүшти.

чавушоғлу йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелниң айа софийә һәққидики байанатиға наразилиқ билдүрүп, «әгәр боррел<ечилмиған болса техиму йахши болатти »дегән болса, мән буниңға һөрмәт қилған болаттим, әгәр <музей болуп түривәрсә техиму йахши болатти> дегән болса, мән буниңғиму һөрмәт қилған болаттим. лекин әйибләш характерлиқ сөзини рәт қилимиз. испанийәдиму җамә қилип йасалған, кейин черкавға айландурулған йадикарлиқлар бар.  әмди бизму испанийәгә: «уларни қайта җамәгә айландур, биз силәрни әйибләймиз» дейишимиз керәкму? буниң җаваби бу әслидә. әмма бу түркийәниң игилик һоқуқиға мунасивәтлик бир иш» деди.

чавушоғлу шәрқий ақ деңизда һәммәйлән билән дийалог орнитишқа тәййар икәнликини тәкитләп, «гиретсийәму буниң ичидә. демисиму, һөрмәтлик җумһур рәисимиз гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис билән телефон сөһбити өткүзгәндин кейин, бир  дийалог башлидуқ. бир тәрәплимә зорлашларға вә ембарголарға қаршимиз, биз уларға бой сунмаймиз » деди.

малта ташқи ишлар министири бартоло, ливийә мәсилиси үстидә тохтилип, ливийәликләрниң бир - бирини өлтүрмәсликини арзу қилидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر