«түркийә шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйду»
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң 1 – ийулдин башлап шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң 2020 – 2021 – йиллиқ нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйдиғанлиқини билдүрди.
![«түркийә шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйду»](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/f637/4ea8/e661/5e96b96ebfee6.jpg?time=1719292141)
түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң телевизийә - телефон йиғиниға қатнашқан чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «йиғинда, <вухән вируси> дин кейинки күндилик һайатта нормаллишиш басқучида шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписи даирисидә һәмкарлиқ орнитиш вә йәниму күчәйтиш имканийәтлири үстидә музакириләрни елип бардуқ. 1 – ийулдин башлап, балқан районидики әң кәң даирилик тәшкилат болған шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписиниң 2020 – 2021 – йиллиқ нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалимиз.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/c9f9/6643/c005/64cc9b150db96.jpg?time=1719292141)
түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди
түркийә һиндистанниң әнқәрә баш әлчиси вирандер павулниң вапати үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.