й п г/ п к к һәләфтә қәтлиам йүргүзди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң сүрийәдә « һәрбий һәрикити» районида елип барған бомба һуҗумида кәм дегәндә 5 киши һайатидин айрилди.

1441796
й п г/ п к к һәләфтә қәтлиам йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «террорчилар тәлһәләфтә бир иш орниға бомба һуҗуми елип берип, кәм дегәндә 5 кишини қәтл қилди, 12 мәсум хәлқни йариландурди. 2019 – йили 22 – өктәбир күни һасил қилинған <сочи келишими> даирисидә, һазирғичә <тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити райониға оғрилиқчә киришкә урунған п й д – й п г террорчилиридин 998 и бир тәрәп қилинди. буниңдин башқа йәнә, п й д – й п г фират қалқини вә зәйтун шехи һәрбий һәрикити саһәлиригә бир ай ичидә уда 62 қетим таҗавуз қилди, бу җәрйанда 10 террорчи бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر