түркийәниң сомалидики һәрбий базисиға һуҗум қилмақчи болған адәм бомба вақтида уҗуқтурулди

сомалиниң пайтәхти муқдишодики түркийә һәрбий тәлим – тәрбийә базиси алдида адәм бомба һуҗуми қилмақчи болған киши, әскәрләр тәрипидин вақтида байқилип, бир тәрәп қилинди.

1441370
түркийәниң сомалидики һәрбий базисиға һуҗум қилмақчи болған адәм бомба вақтида уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң муғдишода турушлуқ баш әлчиси мәһмәт йилмаз елан қилған байанатида, түркийәниң сомалидики һәрбий тәлим – тәрбийә базисида таллашқа қатнашқан оқуғучиларниң қатариға киривалған бир адәм бомбиниң вақтида байқилип, шу йәрдила етип ташланғанлиқини ейтти.  

мәһмәт йилмаз: «дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, паалийәтчи кишиләр арисидин айрилип, базиниң ичигә киришкә урунған вә сомали әскәрлириниң «тохта!» дегән агаһландурушиға бойсунмиғандин кейин етип ташланған.  шу арилиқта партлаш йүз бәргән. партлашта, бир пуқраниң қаза қилғанлиқи һәққидә мәлумат алдуқ» деди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч киши өз үстигә алмиди.

сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб пат- пат бихәтәрлик қисимлирини вә пуқралар олтурақ районлирини нишан қилған һуҗумларни тәшкилләп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر