мадуро: зөрүр тепилғанда америка президенти доналд трамп билән көрүшүшкә тәййармән

венезуела президенти николас мадуро зөрүр тепилғанда америка президенти доналд трамп билән көрүшүшкә тәййар икәнликини ейтти.

1441738
мадуро: зөрүр тепилғанда америка президенти доналд трамп билән көрүшүшкә тәййармән

түркийә авази радийоси хәвири: мадуро венезуела хәвәр агентлиқи (AVN) ға бәргән байанитида, тирампниң униң билән учришиш өткүзәләйдиғанлиқиға даир сөзлири әскәртилгәндә, американиң сабиқ муавин пирзиденти җо байдин биләнму 2015 – йилида учрашқанлиқини тәкитләп,  «мән байдин билән өзара һөрмәт даирисидә қандақ узунғичә учришиш елип барған болсам, доналд трамп биләнму шундақ учришиш елип беришқа тәййармән» деди.

йәнә бир тәрәптин, алдинқи күни тирампниң «Axios» намлиқ тор бәткә бәргән байанатида, «гуайдому болиду, болмисиму болиду вә мән мадуро билән учришишниму ойлишалаймән» дегән байанатлири күн тәртипкә кәлгәндин кейин, ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишидин бу һәқтә мәхсус байанат елан қилинди.

байанатта, америкиниң венезуела хәлқиниң әркинлик, кишилик һоқуқ вә демократийәни қайта қуруш йолидики күришини қоллайдиғанлиқи тәкитләнди.

 байанатта «трамп һөкүмити вақитлиқ президент гуайдони қәтий тәврәнмәй қоллайду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر