хитай билән һиндистан чеградин әскәр чекиндүрүшкә келишти

һиндистан билән хитай оттурисида өткүзүлгән һәрбий учришишта, икки дөләт әскәрлириниң талаш-тартишлиқ райондин чекиниши һәққидә пикир бирдәклики һасил қилинди.

1441724
хитай билән һиндистан чеградин әскәр чекиндүрүшкә келишти

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җав личен мухбирларға бәргән байанатида, икки тәрәпниң чеграни контрол қилиш мәсилисидә очуқ вә чоңқур пикир алмаштурғанлиқини, һиндистан билән хитайниң җиддийчиликни пәсәйтишкә үчүн зөрүр болған тәдбирләрниң йолға қойулушини қобул қилғанлиқини ейтти.

байанатчи җав һиндистан мәтбуатлириниң 15 - ийунда 40 тин артуқ хитай әскирини өлтүрүлгәнлики тоғрисидики хәвәрлирини болса, рәт қилди.

һиндистан армийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, ладахқа қарашлиқ молда районида өткүзүлгән қоманданлар сәвийәсидики учришишниң сәмимий вә иҗабий болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта әскәрләрни чекиндүрүштә өз-ара пикир бирлики һасил қилинғанлиқи тәкитләнди.

хитай билән һиндистан оттурисидики 3500 километирлиқ чегра линийәсиниң көпинчиси икки дөләт оттурисидики игилик һоқуқи талаш – тартишлириға сәвәп болуп кәлмәктә.

хитай һөкүмити «җәнубий тибәт» дәп атайдиған һиндистанниң аруначал прадеш өлкисигә тәвә 90 миң квадрат километирлиқ җайға қарита игилик һоқуқи барлиқини дава қилип кәлмәктә.

һиндистан болса, ақсай чин егизликини қаплиған 38 миң квадрат километир йәрниң хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқини оттуриға қойуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر