хитай уруш айропиланлири тәйвән һава тәвәликигә кирди

тәйвән хитай армийәсигә аит уруш айропиланлириниң тәйвәнниң һава мудапиәсини пәрқләндүрүш райониға киргәнликини билдүрди.

1439402
хитай уруш айропиланлири тәйвән һава тәвәликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән һава армийәси қоманданлиқ иштаби тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «хитайға аит кәм дегәндә бир данә < J-10>  типлиқ уруш айропилани һава мудапиәсини пәрқләндүрүш районимизниң җәнубиға кирди. агаһландуруш беришимиз вә чарлаш елип бериватқан разведка айропиланлиримизниң мудахилиси нәтиҗисидә, хитайға аит уруш айропилани районни тәрк әтти.»

хәвәрдә дейилишичә, хитай армийәсигә аит уруш айропиланлири йеқинқи икки һәптә ичидә уда 6 қетим тәйвән һава тәвәликигә киргән.

хитайда мав зедуң 1949-йили һакимийәт бешиға чиққандин кейин, җйаң җеши вә һөкүмәтниң бир қисим әзалири тәйвәнгә йәрлишип, 1912 – йили қурулған «хитай җумһурийити» һөкүмитиниң аралда һакимийәт йүргүзүшни давамлаштуруватқанлиқини илгири сүрүп, мустәқиллиқ елан қилғаниди. хитай болса буни қобул қилмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر